Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

16-БАП

Шәйтанға вә униң һелигәрликлиригә қарши туруң

Шәйтанға вә униң һелигәрликлиригә қарши туруң

«Иблисқа қарши туруңлар һәм у силәрдин қачиду» (ЯҚУП 4:7).

1, 2. Чөмдүрүлүш мәрасими кимгә хошаллиқ елип келиду?

ЙӘҺВАҒА көп жиллар давамида хизмәт қиливатқан болсиңиз, конгрессларда чөмдүрүлүш тоғрисидики нутуқларни көп қетим аңлиғансиз. Конгрессларға қанчә қетим қатнишишиңиздин қәтъийнәзәр, алдинқи қатарда олтарғанлар орунлиридин туруп, чөмдүрүлидиғанлар үчүн қоюлған соалларға җавап бериватқанлиғини көргәндә, һаяҗанлинидиғансиз. Шу тапта қатнашқучиларниң арисида ваң-чуң аңлинип, улар хошаллиқ билән чавак челишқа башлайду. Еһтимал, Йәһва Худаниң тәрипидә турушқа қарар қилған йәнә бир топ адәмләрни көргәндә, көзлириңиз яшқа толидиғанду. Шу чағда қанчилик хошаллиқни һис қилимиз-һә!

2 Биз чөмдүрүлүш мәрасимини жилида пәқәт бирнәччә қетим көридиғандимиз, пәриштиләрниң болса, мундақ мүмкинчилиги униңдинму көп. Һәр һәптидә дуния йүзи бойичә миңлиған адәмләрниң Йәһваниң тәшкилатиға қошулуватқанлиғидин «әрштиму хошаллиқ» болуватқанлиғини тәсәввур қилаламсиз? (Луқа 15:7, 10). Әлвәттә, шундақ өсүмни көргәндә, пәриштәләрниң хошаллиғи қин-қиниға патмайду! (Һагай 2:7).

ШӘЙТАН «ШИРДӘК ҒАРИЛДАП» ЖҮРИДУ

3. Немишкә Шәйтан «ширдәк ғарилдап» жүриду вә у немә қилишни халайду?

3 Әксичә, башқа роһий мәвҗудатлар чөмдүрүлүш мәрасимини көргәндә, қаттиқ ғәзәплиниду. Миңлиған адәмләрниң бу напак дуниядин үз өргәнлиги Шәйтан вә җинларниң ғәзивини кәлтүриду. Шәйтан һечбир инсанниң Йәһвани чин дилидин яхши көрмәйдиғанлиғини вә еғир синақларда униңға садиқлиғини сақлимайдиғанлиғини махтинип ейтқан (Аюп 2:4, 5ни оқуң). Кимду-бирси өзини Йәһваға беғишлиғанда, Шәйтанниң ялғанчи екәнлиги дәлиллиниду. Көчмә мәнада ейтқанда, Шәйтанға һәр һәптә миңлиған шапилақ урулиду. Шуңа Шәйтанниң «бирәвсини жутуветәй дәп, ширдәк ғарилдап издәп жүргини» һәйран қаларлиқ әмәс (Петрусниң 1-хети 5:8). Бу «шир» бизни роһий җәһәттин аҗизлаштуруп, жутувәткиси келиду, йәни бизниң Худа билән болған мунасивитимизни бузушимизни яки һәтта үзүшимизни халайду (Зәбур 7:1, 2; Тимотийға 2-хәт 3:12).

Кимду-бирси Йәһваға беғишлинип, чөмдүрүлгәндә, Шәйтанниң ялғанчи екәнлиги дәлиллиниду

4, 5. а) Йәһва Шәйтанниң күчигә қандақ қилип чәк қойди? ә) Һәқиқий мәсиһий немигә ишәшлик болалайду?

4 Гәрчә биз залим дүшмәнгә қарши турсақму, қорқуп титрәшниң һечбир сәвәви йоқ. Немишкә? Чүнки Алла бу ғарилдиған ширниң тәсиригә чәк қойди. Қандақларчә? Биринчидин, Йәһва «бүйүк көпчиликниң» келиватқан «бүйүк апәттин» аман қалидиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Вәһий 7:9, 14). Худаниң бәшарәтлири дайим әмәлгә ашиду. Шуңа һәтта Шәйтанниң өзиму у Худаниң хизмәтчилириниң һәммисини аздуралмайдиғанлиғини билиши керәк.

5 Иккинчидин, Худа Шәйтанниң күчини чәкләп қойғанлиғи Алланиң қедимки садиқ хизмәтчиси ейтқан бир муһим һәқиқәттин көрүниду. Азаря пәйғәмбәр Аса падишаға: «Силәр Худа билән болсаңлар, У силәр билән болиду»,— дәп ейтқан (Тарихнамә 2-язма 15:2; Коринтлиқларға 1-хәт 10:13ни оқуң). Муқәддәс китаптики көплигән мисаллардин көринидиғандәк, Худаниң хизмәтчилири униң билән йеқин мунасивәттә болғанда, Шәйтан уларни йоқ қилалмиған (Ибранийларға 11:4—40). Бүгүнки күндә Йәһва билән мунасивити йеқин болған мәсиһийләр Шәйтанға тәқабил туралайду һәм һәтта уни йеңәләйду. Худа Сөзи бизни мошундақ дәп ишәндүриду: «Иблисқа қарши туруңлар һәм у силәрдин қачиду» (Яқуп 4:7).

«РОҺИЙ КҮЧЛӘР БИЛӘН КҮРӘШ ЖҮРГҮЗҮВАТИМИЗ»

6. Шәйтан һәрбир мәсиһий билән қандақ күрәшмәктә?

6 Шәйтан роһий күрәштә ғәлибә қазиналмайду, лекин һошияр болмисақ, һәрбиримизни айрим йеңивалалайду. Шәйтан Йәһва Худа билән мунасивитимизни аҗизлаштуруш арқилиқ бизни жутувалалайдиғанлиғини билиду. Буниң үчүн у қандақ усулларни пайдилиниватиду? Шәйтан бизгә бар ғәзиви билән, һәрбиримизгә шәхсән һәм һелигәрлик билән һуҗум қилиду. Келиң, Шәйтанниң мошу асасий усуллирини қараштурайли.

7. Немишкә Шәйтан Йәһва Худаниң хизмәтчилиригә бар ғәзиви билән һуҗум қилмақта?

7 Ғәзәплик һуҗумлар. Әлчи Йоһан: «Пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида болмақта»,— дәп язған (Йоһанниң 1-хети 5:19). Бу сөзләрдә һәммә мәсиһийләр үчүн агаһландуруш бар. Шәйтан бу явуз дунияни аллиқачан жутувәткәнликтин, әнди у өз қол астида болмиған Йәһваниң хизмәтчилиригә техиму ғәзәплик һуҗум қилишқа башлиди (Мика 4:1; Йоһан 15:19; Вәһий 12:12, 17). Шәйтан вақит-саати аз қалғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнмәктә. У бесимини күчәйтти. Бүгүн биз униң вәйран қилидиған шиддитигә дуч келиватимиз.

8. Әлчи Паул «вәһший роһий күчләр билән күрәш жүргүзүватимиз» дегәндә, немини нәзәрдә тутқан?

8 Һәрқайсимиз билән йәкму йәк күрәш. Әлчи Паул бурадәр-қериндашларни: «Асман чәклиридики вәһший роһий күчләр билән күрәш жүргүзүватимиз»,— дәп агаһландурған (Әфәсликләргә 6:12). Немишкә Паул «күрәш» дегән сөзни пайдиланған? Чүнки бу сөз йәкму йәк күришиш дегәнни билдүриду. Уни пайдилинип, әлчи Паул һәрбиримизниң роһий күчләр билән йәкму йәк күришиватқанлиғимизни көрсәткән. Яшаватқан җайимизда зулум роһларға ишиниш тарқалған-тарқалмиғанлиғинидин қәтъийнәзәр, биз Йәһва Худаға беғишланғанда, образлиқ мәнада йәкму йәк күрәшкә чиққанлиғимизни әстин чиқармайли. Һәрбир мәсиһий беғишланғанлиғидин тартип, бу күрәштә чәттә қалмайду. Шуңа Паулниң Әфәстики мәсиһийләрни күрәштә тәқабил турушқа бирнәччә қетим дәвәт қилғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс (Әфәсликләргә 6:11, 13, 14).

9. а) Немишкә Шәйтан вә униң җинлири һәрхил «қәстликләрни» пайдилиниду? ә) Қандақ қилип Шәйтан ой-пикримизни бузушқа тиришиду вә биз униңға қандақ қарши туралаймиз? (« Шәйтанниң һелигәрликлиридин пәхәс болуңлар!» намлиқ рамкиға қараң.) б) Биз һазир қайси һелигәрликни қараштуримиз?

9 Һелигәрлик. Паул мәсиһийләрни Шәйтанниң «қәстликлиригә» қарши турушқа чақирған (Әфәсликләргә 6:11). Байқиған болсиңиз, Паул бу сөзни көплүк түрдә қолланди. Зулум роһлар һәр түрлүк һелигәрликләрни қоллиниду. Худа хизмәтчилириниң бәзилири бир синақтин өтсиму, башқа синаққа дуч кәлгәндә, тәқабил туралмиди. Шу сәвәптин Иблис вә җинлар бизниң аҗиз тәрәплиримизни тепиш үчүн, һәрқайсимизниң иш-һәрикәтлиримизни диққәт билән күзитиду. Кейин роһий камчилиқлиримизни өз мәхситидә пайдилиниду. Бәхиткә яриша, Иблисниң һәр түрлүк усуллири Муқәддәс китапта тәрипләнгәнликтин, биз уларни пәриқ етәләймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 2:11). Бу китапниң алдинқи баплирида мал-дуния қоғлаш, яман тәсир қилидиған достлар вә җинсий әхлақсизлиқ қатарлиқ һелигәрликләрни муһакимә қилдуқ. Келиңлар, Шәйтанниң йәнә бир һелигәрлиги — җинкәшликни қараштурайли.

ҖИНКӘШЛИК ҚИЛИШ — САТҚУНЛУҚ

10. а) Җинкәшлик дегән немә? ә) Йәһва җинкәшликкә қандақ қарайду һәм сиз униңға қандақ қарайсиз?

10 Җинкәшлик қилидиған адәм зулум роһлар билән удул мәнада алақә қилиду. Җинкәшликниң бәзи түрлири: пал ечиш, җодигәрлик вә әрваларни чақириш. Йәһва Худа үчүн буниң һәммиси жиркиничлик (Қанун шәрһи 18:10—12; Вәһий 21:8). Бизму рәзилликтин нәпрәтлинишимиз керәк, шуңа зулум роһлар билән мунасивәттә болуш ойимизғиму кәлмәйду (Римлиқларға 12:9). Бу ишлар билән шуғуллансақ, әрштики Атимиз Йәһваға сатқунлуқ қилған болаттуқ!

11. Шәйтан биримизни җинкәшликкә қайил қилса, немишкә у бөкини асманға ататти? Мисал кәлтүрүң.

11 Җинкәшлик билән мәшғул болуш Худаға сатқунлуқ қилиш һесапланғанлиқтин, Шәйтан бәзибирлиримизни шуниң билән мәшғул болушқа езиқтуриду. Шәйтан мәсиһийни җинкәшликкә қизиқтурувалғанда, бөкини асманға атиду. Немишкә? Буни мундақ вәзийәт билән селиштурушқа болиду: әскәр өз қошунини ташлап, дүшмәнлиригә сетилип кәтсә, уларниң қошун сәрдари интайин хошал болатти. У, бәлким, дүшмән сәрдариниң абройини төкүш үчүн сатқунни олҗа ретидә тутатти. Шуниңға охшаш, Худаға ибадәт қилғучи җинкәшлик қилса, у Йәһваға әтәй сатқунлуқ қилип, өзини Шәйтанниң һөкүми астиға тапшурған болатти. Шәйтан «олҗисиға» қанчилик хошал болатти десиңизчу! Аримиздин биримиз Иблисниң хошаллиқтин сәкрәп кетишигә сәвәпчи болушни халаттуқму? Әлвәттә, яқ! Биз сатқун әмәс!

ГУМАН ТУҒДУРИДИҒАН СОАЛЛАРНИ ОТТУРИҒА ҚОЮШ

12. Җинкәшлик һәққидә ой-пикримизни өзгәртиш үчүн, Шәйтан қандақ усулни пайдилиниду?

12 Җинкәшликтин нәпрәтләнсәк, Шәйтан үстимиздин һечқачан ғалибийәт қазанмайду. Шуңа у бизниң ой-пикримизни өзгәртиш керәклигини чүшиниду. Қандақ? Мәсиһийләр «яманни яхши, яхшини яман» дәп қараштуруши үчүн Шәйтан уларни адаштурушниң йоллирини издәйду (Йәшая 5:20). Буни көзләп, Шәйтан қедимдин қоллиниватқан бир усулни пайдилиниду: гуман туғдуридиған соалларни оттуриға қойиду.

13. Шәйтан гуман туғдуридиған соалларни оттуриға қоюш усулини қандақ қоллиниду?

13 Шәйтан бу усулни қедимда қандақ қолланғанлиғини байқап көрүң. У Ерәм беғида Һава анидин: «Худа расттинла силәргә бағдики барлиқ дәрәқләрдин йемәңлар дедиму?»— дәп сориди. Аюп пәйғәмбәрниң заманида, пәриштиләр асманда биллә жиғилғанда, Шәйтан: «Аюп Худадин бекардин бекар қорқидиғанду?»— дегән соал қойди (Яритилиш 3:1; Аюп 1:9; Мәтта 3:17; 4:3). Әйса йәрдә хизмәт қилишқа башлиғанда, Шәйтан уни аздуруп: «Сән Худаниң оғли болсаң, мону ташларға нанға айлинишини буйриғин»,— деди. Тәсәввур қилип көрүң, Шәйтан Йәһва Худаниң өзи тәхминән алтә һәптә бурун ейтқан «Бу Мән мақуллайдиған Мениң сөйүмлүк Оғлум» дегән сөзлирини заңлиқ қилған! (Яритилиш 3:1; Аюп 1:9; Мәтта 3:17; 4:3).

14. а) Шәйтан гуман туғдуруш усулини җинкәшликкә тегишлик қандақ қоллиниду? ә) Һазир биз немини қараштуримиз?

14 Иблис бүгүнки күндиму җинкәшликниң зиянлиғиға гуман кәлтүрүш үчүн шу усулни қоллиниду. Әпсуски, у бәзи мәсиһийләрдә гуман пәйда қилишта утуққа йәтти. Улар җинкәшликниң бәзи түрлириниң хәтәрлик екәнлигигә гуманланди (Коринтлиқларға 2-хәт 11:3). Шундақ мәсиһийләргә ой-пикрини өзгәртишкә қандақ ярдәм берәләймиз? Шәйтанниң тузиғиға чүшүп қалмаслиғимиз үчүн немә қилсақ болиду? Бу соалларға җавап тепиш үчүн, Шәйтан җинкәшлик билән бағлиниши бар һәрикәтләрни билдүрмәй арилаштуруветидиған икки саһани — оюн-тамашиләр билән саламәтлик мәсилисини — қараштурайли.

ШӘЙТАН ХАҺИШЛИРИМИЗ ҺӘМ ЕҺТИЯҖЛИРИМИЗНИ ҚОЛЛИНИДУ

15. а) Ғәрип мәмликәтлиридә көп адәмләр җинкәшликкә қандақ қарайду? ә) Бу дунияниң җинкәшликкә болған көзқариши бәзибир мәсиһийләргә қандақ тәсир қилди?

15 Ғәрип мәмликәтлиридә оккультизм, сехиргәрлик вә җинкәшликниң башқа түрлириниң һечқандақ зийини йоқ дәп қарайдиғанлар барғансири көпийиватиду. Фильмлар, китаплар, телекөрситишләр вә компьютер оюнлирида җинкәшлик қилиш тапқурлуқниң бәлгүси сүпитидә һәм қизиқарлиқ вә зиянсиз қилинип көрситилиду. Мәзмуни оккультизмға асасланған бәзи фильмлар вә китапларниң кәң тарқалғанлиғи шунчилик, уларниң фанатлири бирлишип, клубларни уюштурмақта. Һәқиқәтән, җинлар адәмләрни оккультизмниң һеч хәтири йоқ дәп ишәндүрәлиди. Бу Худаниң хизмәтчилиригиму тәсир қилдиму? Бәзилириниң пикир қилиш тәрзигә тәсир қилди. Қандақларчә? Адәттики бир мисални кәлтүрәйли: бир мәсиһий оккультизмға асасланған фильмни көрүп болуп, мундақ деди: «Мән фильмни көрсәмму, җинкәшлик қилмидим». Немишкә шундақ ойлаш хәтәрлик?

16. Оккультизм билән бағлиқ болған оюн-тамашиләрни таллаш немишкә хәтәрлик?

16 Гәрчә җинкәшлик қилиш һәм башқиларниң җинкәшлик қиливатқанлиғини көрүшниң арисида пәриқ бар болсиму, бу оккультизм билән бағлиқ һәрикәтләрни көрүш хәтәрлик әмәслигини билдүрмәйду. Немишкә? Мону һәққидә ойлинип көрүң: Худаниң Сөзигә бенаән, Шәйтанму, униң җинлириму бизниң ойлиримизни оқалмайду *. Шуңа, жуқурида ейтилғандәк, ойлиримизни вә роһий аҗизлиқлиримизни биливелиш үчүн, җинлар иш-һәрикәтлиримизни, шу җүмлидин қандақ оюн-тамашиләрни таллайдиғанлиғимизни, диққәт билән күзитиду. Мәсиһийниң иш-һәрикәтлиридин әрваларни чақиридиғанлар, җин чаплашқанлар вә җодигәрлик қилиш һәққидә яки шуниңға охшаш мавзудики фильмлар вә китапларни яхши көридиғанлиғи байқалса, бу униң җинларға хәвәр бәргәнлиги болиду. Әмәлийәттә у җинларға өзиниң аҗиз тәрипини көрситиду. Улар болса, шуни пайдилинип, мәсиһийни йәр билән йәксән қилмиғичә, униң билән күришиду. Бәзилириниң җинкәшликкә болған қизиқишиниң пәйда болушиға оккультизмға бағлиқ һәрикәтләр көрситилгән оюн-тамашә түрлири түрткә болған, нәтиҗидә болса улар җинкәшлик қилишни башлиған (Галатилиқларға 6:7ни оқуң).

Кесәлгә дучар болғанда, Йәһва Худаниң ярдимини қобул қилиң

17. Шәйтан кесәл адәмниң әһвалини қандақ пайдилиниши мүмкин?

17 Шәйтан бизниң көңүл көтириш хаһишимизнила әмәс, шундақла саламәтлигимизни асраш еһтияҗимизниму өз мәхситидә пайдилинишқа тиришиду. Қандақларчә? Қанчә күч салсиму, кесили сақаймай, саламәтлиги техиму начарлишиватқан мәсиһий үмүтсизлиниши, униң роһи чүшүп кетиши мүмкин (Марк 5:25, 26). Шәйтан билән җинлар шундақ вәзийәттин пайдилиналайду. Кесәлгә дучар болған адәм үмүтсизләнгәндә, җинлар уни «сехирлик күч», йәни җинкәшликни, өз ичигә алидиған давалаш усуллири яки процедуриларни қоллинишқа аздуруши мүмкин (Йәшая 1:13, ЙД). Кесили бар мәсиһий җинларниң бу һелигәр тузиғиға чүшсә, униң Худа билән мунасивити бузулуши еһтимал. Қандақларчә?

18. Мәсиһий қайси процедуриларни рәт қилиши керәк вә немишкә?

18 Йәһва Худа «сехирлик күчни» қолланған исраиллиқларға: «Силәр қолуңларни көтирип дуаға яйғанда, Мән көзүмни силәрдин елип қачимән; силәр көпләп дуаларни қилғанда аңлимаймән»,— деди (Йәшая 1:15). Әлвәттә, биз һәрқачан, болупму кесәлләргә дучар болғанда, дуалиримизниң Йәһваға йетишигә тосқунлуқ қилидиған һәм униң қоллап-қувәтлишидин қуруқ қол қалдуридиған һәрқандақ нәрсидин жирақ болушни халаймиз (Зәбур 41:3). Әгәр диагностикилиқ процедура яки давалаш усулиниң җинкәшликкә бағлиқ екәнлиги байқалса, һәқиқий мәсиһий уни рәт қилиши керәк * (Мәтта 6:13). Шундақ қилса, у Йәһваниң қоллап-қувәтлишигә ишәшлик болалайду. (« Буни җинкәшлик дейишкә боламду?» намлиқ рамкиға қараң.)

ҖИНЛАР ҺӘҚҚИДӘ ҺЕКАЙИЛӘР КӘҢ ТАРҚАЛҒАНДА

19. а) Иблис өзиниң күч-қудритигә нисбәтән көп адәмни немигә ишәндүрди? ә) Һәқиқий мәсиһийләр қандақ һекайиләрдин нери туруши керәк?

19 Ғәрип мәмликәтлиридә Шәйтанниң тәсириниң һечқандақ хәтири йоқ дәп һесапланса, дунияниң башқа җайлирида буниңға қариму-қарши көзқараш тарқалған. Иблис өзиниң күч-қудрити зор екәнлигигә көп адәмни ишәндүрүп, алдиди. Бәзилири ухлисиму, турсиму, ичсиму, йесиму — һәммини зулум роһлардин қорқуп қилиду. Җинларниң күч-қудрәтлик ишлири һәққидики һекайиләр кәң тарқалған. Адәмләр пат-пат шундақ һекайиләрни қизиқарлиқ қилип ейтиду, жут болса ағзини ечип тиңшайду. Бизму уларни ейтишимиз керәкму? Яқ, һәқиқий Худаниң хизмәтчилири муһим икки сәвәп билән бундақ қилмайду.

20. Қандақ қилип адәм, өзи билмәй туруп, Шәйтанниң ойини тарқитиши мүмкин?

20 Биринчидин, җинлар һәққидә һекайиләрни тарқатқан адәм Шәйтанни қоллиған болиду. Қандақларчә? Худа Сөзидә Шәйтанниң қудрәтлик ишларни қилалайдиғанлиғи йезилсиму, униңда шундақла Шәйтанниң «сахта мөҗүзиләр» вә «алдамчилиқни» қоллинидиғанлиғи һәққидики агаһландуруш бар (Салоникилиқларға 2-хәт 2:9, 10). Маһир алдамчи, Шәйтан, җинкәшликкә қизиқидиғанларниң ой-пикригә қандақ тәсир қилишқа һәм уларни ялған нәрсиләргә қандақ ишәндүрүшкә болидиғанлиғини билиду. Шундақ адәмләр қандақту бир нәрсини көргәнлигигә яки аңлиғанлиғиға сәмимий ишинип, буни башқиларға раст дәп йәткүзүши мүмкин. Вақит өткәнсири яман роһлар һәққидики еғиздин-еғизға көчкән бу һекайиләр бурмилиниду. Мәсиһий шундақ һекайиләрни тарқатса, «ялғанчилиқниң атиси» Иблисниң ирадисини орунлап, униң ойини тарқатқан болатти (Йоһан 8:44; Тимотийға 2-хәт 2:16).

21. Бизниң гәп-сөзлиримиз немә һәққидә болуши керәк?

21 Иккинчидин, мәсиһийниң өтмүштә явуз роһлар билән алақиси болған болсиму, у етиқатдашлириға бешидин өткән вақиәләр һәққидә қайта-қайта ейтмайду. Немишкә? Муқәддәс китап бизни «көзүмизни етиқадимизниң Башламчиси һәм Мукәммәлләштүргүчиси Әйсаға тикләшкә» дәвәт қилиду (Ибранийларға 12:2). Биз бар диққитимизни Шәйтанға әмәс, Әйсаға ағдурушимиз керәк. Қизиқарлиқ йери шуки, Әйса Шәйтанниң немә қилалайдиғанлиғи һәм немә қилалмайдиғанлиғи һәққидә көп билсиму, йәрдә болғанда, шагиртлириға зулум роһлар тоғрисида һекайиләрни ейтмиған. Әксичә, у бар диққитини Падишалиқ һәққидики хәвәргә ағдурған. Шуниң үчүн биз, Әйсадин вә униң әлчилиридин үлгә елип, «Худаниң улуқ ишлири һәққидә» сөзлишишкә тиришимиз (Әлчиләр 2:11; Луқа 8:1; Римлиқларға 1:11, 12).

22. Әрштики хошаллиққа һәссимизни қошушни қандақ давамлаштуралаймиз?

22 Дәрһәқиқәт, Шәйтан бизниң Йәһва Худа билән болған мунасивитимизни бузуш үчүн һәр түрлүк һелигәрликләрни, шундақла җинкәшликни, пайдилиниду. Явузлуққа өч болуп, яхшилиққа интилсәк, биз Иблисниң җинкәшликниң һәрқандақ түрини рәт қилиш қараримизни аҗизлаштурушиға йол қоймаймиз (Әфәсликләргә 4:27ни оқуң). Иблис йоқ қилинғичә, униң «қәстликлиригә қарши» турушни давамлаштурсақ, «әрштә» немә дегән зор хошаллиқ болидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң! (Луқа 15:7; Әфәсликләргә 6:11).

^ 16-абзац Шәйтанниң Дүшмән, Төһмәтчи, Ялғанчи, Аздурғучи дегән исимлири униң қәлбимизни вә ой-пикримизни биләләйдиғанлиғини билдүрмәйду. Лекин Муқәддәс китапта йезилғандәк, Йәһва Худа «адәмниң қәлбини синар», Әйса Мәсиһ болса, «бөрәк билән жүрәкләрни тәкшүрәйду» (Пәнд-нәсиһәтләр 17:3; Вәһий 2:23).

^ 18-абзац Көпирәк мәлуматни тепиш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) журналиниң 1994-жил, 15-декабрь саниниң 19—22 бәтлиригә вә «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2001-жил, 8-январь саниниң 26, 27-бәтлиригә қараң.