Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-СОАЛ

Муқәддәс китап маңа қандақ ярдәм бериши мүмкин?

Муқәддәс китап маңа қандақ ярдәм бериши мүмкин?

БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ?

Муқәддәс китапта: «Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған»,— дәп йезилған (Тимотийға 2-хәт 3:16). Әгәр бу раст болса, ундақта Муқәддәс китап сизгә керәк йол-йоруқни берәләйду.

СИЗ НЕМӘ ҚИЛАТТИҢИЗ?

Мундақ вәзийәтни тәсәввур қилиң: Дилшат бир натонуш йәрдә машина һайдап келиватиду. Бир мәзгилдә у йол көрсәткүчләр вә бәлгүләргә қарап, адишип қалғинини чүшиниду. У башқа йөнилишкә бурулуп кәткән охшайду.

Дилшатниң орнида болсиңиз, немә қилаттиңиз?

ТОХТАП, ОЙЛИНИП КӨРҮҢ!

Сиз мундақ һәрикәт қилсиңиз болиду:

  1. Йол сораш.

  2. Хәритини яки GPSни пайдилиниш.

  3. Йолни тепивалимән дәп кетивериш.

Бу йәрдә әң нәтиҗисиз Б усули екәнлиги рошән.

Ә усули А усулиға қариғанда яхширақ. Сәвәви хәритә яки GPS сәяһәт давамида йениңизда болуп, тоғра йолни көрситиду.

Муқәддәс китап сизгә нәқ шундақ ярдәм берәләйду!

Кәң тарқалған бу баһалиқ китап...

  • һаятта қийинчилиқларға дуч кәлгәндә йол-йоруқ бериду

  • өз-өзүңизни тонуп, яхши адәм болушқа ярдәм бериду

  • һәқиқий бәхиткә еришишкә ярдәм бериду

МУҺИМ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП ТЕПИШ

Биз тилимиз чиқипла соалларни қоюшқа башлаймиз.

  • Немишкә асман көк?

  • Юлтузлар немидин ясалған?

Кейинирәк биз әтрапимиздики дуния һәққидә соалларни қоюшқа башлаймиз.

Бу соалларниң җавави Муқәддәс китапта аллиқачан йезилған болсичу?

Көп адәмләр Муқәддәс китап әпсанә-ривайәтләргә толған, конириған яки чүшинишкә интайин қийин китап дәйду. Лекин мәсилә Муқәддәс китаптиму яки бу китап һәққидә адәмләрниң натоғра пикридиму? Уларниң хаталишиши мүмкинму?

Мәсилән, адәмләр Муқәддәс китапта дунияни Худа башқуруватқанлиғи йезилған дәп ойлайду. Лекин бу тоғриму? Ахир бу дуния астин-үстүн болуп кәттиғу! У ағриқ вә азап-оқубәтләргә, өлүмгә, йоқчилиққа вә апәтләргә толған. Мошуларниң һәммисигә меһрибан Худаниң җавапкар болуши мүмкинму?

Мошу соалниң җававини билгүңиз келәмду? Муқәддәс китапта буниңға тегишлик немә йезилғанлиғи сизни һәйран қалдуруши мүмкин.

Еһтимал, бу китапчидики мәслиһәтләрниң Муқәддәс китапқа асасланғанлиғини байқиғансиз. Йәһва гувачилири Худаниң Сөзи йол-йоруқниң ишәнчлик мәнбәси екәнлигигә толуқ ишиниду. Сәвәви «пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған вә тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш... үчүн пайдилиқтур» (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Қедимда йезилғанлиғи билән заманивий шу китапни яхши билгиниңиз сизгә көп пайда әкелидиғанлиғи сөзсиз!