Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Учқандәк келәр чапсан

Учқандәк келәр чапсан
  1. 1. Көр, көктә топ-топ булутлар,

    Учар бәслишип қушлар.

    Йүрсәң далада арилап,

    Чачар қуяш нурини чақнап.

    Сөйгән кишиң алдиңда,

    Ишәнмәк тәс буниңға.

    Биз тәшна җәннәт макан,

    Учқандәк келәр чапсан.

  2. 2. Турар бир өй тағ бағрида,

    Бири һәм көл бойида.

    Товлар нахша дәрия сүйи,

    Тәңкәш сазда һәм түгмән теши.

    Пишқан алтун башақлар,

    Мол һосул үчүн тәйяр.

    Тәшна бу гөзәл заман,

    Учқандәк келәр чапсан.

    (ҚАЙТУРМИСИ)

    Тәшна болуп биз тәлмүргән,

    Мәңгү һаят, гөзәл җәннәт!

    Йеңи дуния, йеңи заман,

    Әнди болмас көз яш, һәсрәт!

  3. 3. Күлкә-чақчақ, нәғмә-нава,

    Тәнгә дава сап һава,

    Дост-ярәнләр сорун түзүп,

    Өтәр һәр күн шат-хорам күлүп.

    Көп рәхмәт, саңа, Рәб Йәһва,

    Сән бизгә ғәмхор Ата.

    Шат-хорам, әркин заман,

    Учқандәк келәр чапсан.

    (ҚАЙТУРМИСИ)

    Күлүмсирәп, дәймән һәр күн:

    «Маңа һузур зоқ-шоқ күлкәң».

    Қилған үмүт-арман шундақ,

    Бағримға бассам, җәм болсақ.

  4. 4. Әнди келәр чапсан,

    Биз үмүт қилған макан.

    Вәдә қилған Йәһва Өзи,

    Ашар әмәлгә һәрбир сөзи.

    Чүшкүн болма, сәвир қил, күт!

    Сән һәргиз үзмә үмүт.

    Тәлмүрүп биз күткән күн!

    Учқандәк келәр чапсан.