Мәтта китави 2:1—23
2 Һирод* падишаниң күнлиридә Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм дегән йезисида Әйса туғулди. Шу чағда шәриқтин Йерусалимға мунәҗҗимләр* келип:
2 «Йәһудийларниң йеңи туғулған падишаси қәйәрдә? Биз шәриқтә униң юлтузини көрүп, униңға һөрмәт-еһтирам билдүрүшкә* кәлдуқ»,— дейишти.
3 Буни аңлап, падиша Һирод вә пүткүл Йерусалим хәлқи алақзадә болуп кәтти.
4 Һирод барлиқ алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини жиғип, улардин Мәсиһ* қәйәрдә туғулидиғанлиғини сориди.
5 Улар униңға: «Йәһудийәдики Бәйтләһәмдә, чүнки бу тоғрисида пәйғәмбәр мундақ дәп язған:
6 “Әй, Йәһуда зиминидики Бәйтләһәм, сән Йәһуда һөкүмранлириниң нәзәридә әсла кичик шәһәр әмәссән, чүнки сәндин бир һөкүмран чиқиду, у хәлқим Исраилниң падичиси болиду”»,— деди.
7 Шуниң билән Һирод мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, улардин юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини сорап, ениқ вақтини биливалди.
8 Андин уларни Бәйтләһәмгә әвәтип, шундақ деди: «Силәр бериңлар, көңүл қоюп балини издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму берип, униңға һөрмәт-еһтирам билдүрәй».
9 Улар падишаниң сөзлирини аңлиғандин кейин йолға чиқишти. Шәриқтә көрүнгән әшу юлтуз уларниң алдида меңип, бала турған җайниң үстигә келип тохтиди.
10 Улар әшу юлтузниң тохтиғанлиғини көрүп, интайин хошал болушти.
11 Мунәҗҗимләр өйгә кирип, бала билән аниси Мәрийәмни көрүп, йәргә тизлинип балиға һөрмәт-еһтирам билдүрүшти. Андин улар ғәзнә сандуқчилирини ечип, униңға алтун, мәстики*, мурмәкки* қатарлиқ соғиларни тәғдим қилди.
12 Амма Худа уларни чүшидә Һирод падишаниң алдиға бармаслиққа агаһландурғачқа, улар башқа йол билән өз жутиға қайтип кетишти.
13 Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Йәһваниң бир пәриштиси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп: «Орнуңдин тур! Балини вә анисини елип, Мисирға қачқин. Мән саңа хәвәр бәргичә шу йәрдә турғин. Чүнки Һирод балини издәп тепип, өлтүрмәкчи»,— деди.
14 Шуниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана-бала иккисини елип, шу кечидила Мисирға қарап йолға чиқти.
15 Улар Һирод өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Йәһваниң Өз пәйғәмбири арқилиқ алдин ейтқан «Мән оғлумни Мисирдин чақирдим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
16 Һирод өзиниң мунәҗҗимләр тәрипидин алданғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлири бойичә бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм вә униң әтрапидики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш һәққидә буйруқ чүшәрди.
17 Буниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:
18 «Рама шәһиридә жиға-зар, налә-пәряд авази аңланди, Раһилә балилири үчүн қан жиғлиди. У һечкимниң тәсәллисигә қулақ салмиди, чүнки униң балилири йоқ әнди».
19 Һирод өлгәндин кейин, Мисирда Йәһваниң бир пәриштиси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп:
20 «Орнуңдин тур! Бала билән анисини елип Исраил жутиға қайтқин. Чүнки балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди»,— деди.
21 Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, бала билән анисини елип, Исраил жутиға қайтти.
22 Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Архилаусниң Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ қиливатқанлиғини аңлап, қайтиштин қорқти. У йәнә чүшидә Худадин кәлгән агаһландуруш бойичә Җәлилийә өлкисигә кетип қалди.
23 У Насирә дегән шәһәргә берип, шу йәргә җайлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң «у насирәлик дәп атилиду» дегән сөзлири әмәлгә ашурулди.
Изаһәтләр
^ Яки «тазим қилишқа».