Мәтта китави 5:1—48
-
ТАҒДИКИ ВӘЗ-НӘСИҺӘТ (1—48)
5 Әйса пәйғәмбәр бир топ адәмләрни көрүп, таққа чиқти вә шу йәрдә олтарди. Шагиртлири униң йениға кәлди.
2 У уларға тәлим беришкә башлиди:
3 «Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа Падишалиғи* уларниңдур.
4 Ғәм-қайғуға патқанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар тәсәллигә еришиду.
5 Мулайим болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар йәр йүзини мирас алиду.
6 Адаләткә тәшна болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларниң тәшналиғини қандуриду.
7 Кәчүрүмчан* болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки уларму кәчүрүм қилиниду.
8 Қәлби пак болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худани көриду.
9 Течлиқпәрвәрләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худаниң пәрзәнтлири* дәп атилиду.
10 Адаләт үчүн зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа Падишалиғи уларниңдур.
11 Мән үчүн кишиләрниң һақарити, зиянкәшлиги вә түрлүк ялған-явдақ төһмәтлиригә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр!
12 Хошал болуп, шат-хорамлиққа чөмүңлар, чүнки асманда силәрни зор мукапат күтиватиду. Улар силәрдин илгири кәлгән пәйғәмбәрләргиму шундақ зиянкәшлик қилған.
13 Силәр йәрниң тузисиләр. Амма туз өз тәмини йоқатса, униңға тәм киргүзүш үчүн немә қилишқа болиду? У пәқәт сиртқа ташлинип, инсанларниң айиғи астида қелиштин башқа һечнәрсигә яримайду.
14 Силәр дунияниң нурисиләр. Тағ үстигә селинған шәһәрни йошуруп қалғили болмайду.
15 Чирақни йеқип, бир қачиниң астиға қоймайду, бәлки чирақданниң үстигә қойиду вә чирақ өйдикиләрниң һәммисини йорутиду.
16 Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида чақнисунки, улар силәрниң яхши ишлириңларни көрүп, асмандики Атаңларни улуқлисун.
17 Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язмилирини бекар қилғили кәлди дәп ойлимаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки уларни әмәлгә ашурғили кәлдим.
18 Силәргә һәқни ейтип қояйки, асман билән зимин йоқ болуп кәтсиму, Тәврат қануниниң бир кичик һәрипи, һәтта бирәр чекити йоқалмайду. Әксичә, униңда йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ашурулиду.
19 Шуңа, кимки бу буйруқларниң әң кичик бирини бузса вә башқиларға шундақ қилишни үгәтсә, Худа Падишалиғиға кирәлмәйду. Лекин кимки бу буйруқларға бойсунса вә башқиларға шундақ қилишни үгәтсә, Худа Падишалиғиға кирәләйду.
20 Шуңа силәргә ейтип қояйки, әгәр силәрниң ишәнчиңлар Тәврат устазлири вә пәрисийләрниңкидин күчлүк болмиса, силәр Худа Падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр.
21 Өтмүштә ата-бовилириңларға “Қатиллиқ қилма, кимки адәм өлтүрсә, сотқа тапшурулуп һөкүм қилиниду” дейилгәнлигини аңлиғансиләр.
22 Лекин силәргә шуни ейтип қояйки, кимки қериндишиға аччиқлинип жүрсә, сотқа тапшурулуп һөкүм қилиниду. Кимки қериндишини яман гәп-сөзләр билән һақарәтлисә, сотқа тапшурулуп һөкүм қилиниду. Кимки қериндишиға “дөт ахмақ” десә, көйүп турған Гәһәннаға* ташлиниду.
23 Әгәр сән қурбанлиғиңни қурбанлиқ суписиға* елип кәлгәндә, бир қериндишиңниң сәндин хапа екәнлиги ядиңға кәлсә,
24 қурбанлиғиңни қурбанлиқ суписи алдида қоюп, берип авал қериндишиң билән яришивалғин. Андин келип қурбанлиғиңни сунғин.
25 Әгәр бири сениң үстүңдин әризә қилмақчи болса, дәрһал сотқа маңған йолдила униң билән келишмәсликни һәл қилғин. Болмиса, у сени сотчиға, сотчи һөкүмни иҗра қилғучиға тапшуруп, шуниң билән зинданға ташлинисән.
26 Шуни билип қойғинки, ахирқи бир тийинни төләп түгәтмигичә, зиндандин һәргизму чиқалмайсән.
27 Силәр “Зина қилма” дегән әмирни аңлиған.
28 Лекин мән силәргә ейтип қояйки, кимки бир аялға көзини үзмәй қарап, шәһваний ой-хиялда болса, аллиқачан көңлидә зина қилған болиду.
29 Шуңа, оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки бир әзайиңдин айрилиш пүтүн бәдиниң Гәһәннаға ташланғандин яхширақтур.
30 Худди шуниңдәк, оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки бир әзайиңдин айрилиш пүтүн бәдиниң Гәһәннаға ташланғандин яхширақтур.
31 Буниңдин башқа, “Кимки аялидин аҗрашса, униңға аҗришиш хетини бәрсун” дейилгәнлигини аңлиғансиләр.
32 Бирақ силәргә шуни ейтип қояйки, кимки җинсий әхлақсизлиқтин* башқа ишни сәвәп қилип, аялидин аҗрашса, аялиниң зина қилишиға сәвәпчи болиду. Кимки бу аҗрашқан аялни некасиға алса, зина қилған болиду.
33 Силәр йәнә өтмүштә ата-бовилириңларға “Қәсәмни бузма, Йәһваға бәргән қәсимиңни чоқум орунлиғин” дейилгәнлигини аңлиғансиләр.
34 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, һәргизму қәсәм қилмаңлар. Асманни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки у Худаниң тәхтидур.
35 Яки йәр-зиминни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки у Худаниң пут қойидиған җайидур. Йерусалимни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки у Улуқ Падиша Худаниң шәһиридур.
36 Өз бешиңни тилға елип қәсәм қилмиғин, чүнки сән бир тал чечиңни ақ яки қара қилалмайсән.
37 “Һә-ә” дегән сөзүңлар “һә-ә” болсун, “яқ” дегән сөзүңлар “яқ” болсун, буниңдин артуғи Шәйтандиндур*.
38 Силәр “Көзгә көз, чишқа чиш” дейилгәнлигини аңлиғансиләр.
39 Лекин силәргә шуни ейтимәнки: яманлиқ қилғучиларға қарши турмиғин. Бир киши оң мәңзиңгә урса, униңға сол мәңзиңниму тутуп бәргин.
40 Бири үстүңдин әризә қилип, көйнигиңни тартивалмақчи болса, униңға чапиниңниму қошуп бәргин.
41 Әгәр һоқуқдар киши сени өзи билән бир чақирим йол жүрүшкә мәҗбурлиса, униң билән икки чақирим йол жүрүп бәргин.
42 Бири сәндин бир нәрсә сориса, униңға бәргин. Бири сениңдин пул қәриз* сориса, униңға “яқ” демигин.
43 Силәр “Чоқум башқиларни* сөйгин вә дүшминиңни өч көргин” дейилгәнлигини аңлиғансиләр.
44 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, давамлиқ дүшмәнлириңларни сөйүңлар. Силәргә зиянкәшлик қилғанлар үчүн дуа қилиңлар.
45 Шундақ қилғиниңларда, силәр асмандики Атаңларни үлгә қиливатқанлиғиңларни көрситәләйсиләр. Чүнки Худа қуяшни яхшиларниң вә яманларниң үстигә охшашла нур чачқузиду, ямғурниму яхшиларниң вә яманларниң үстигә охшашла яғдуриду.
46 Әгәр силәр пәқәт өзүңларни сөйгәнләрни сөйсәңлар, қандақ мукапатқа еришисиләр? Баҗгирларму* шундақ қиливатидиғу?
47 Худди шуниңдәк, пәқәт өз қериндашлириңлар билән саламлашсаңлар, қандақту бир алаһидә иш қилған боламсиләр? Ят милләт кишилириму шундақ қиливатидиғу?
48 Шундақ екән, силәрниң асмандики Атаңлар мукәммәл* болғандәк, силәрму чоқум мукәммәл болуңлар.
Изаһәтләр
^ Сөзму сөз «асман Падишалиғи».
^ Яки «рәһимдил, рәһим-шәпқәтлик».
^ Сөзму сөз «оғуллири».
^ Яки «рәзилдиндур».
^ Өсүмсиз қәризни көрситиду.
^ Сөзму сөз «хошнаңни».
^ Яки «селиқ жиққучиларму».
^ Яки «қусурсиз».