Вәз 10:1—20
10 Өлүк чивинлар хушпурақ майни бузғандәк, шундақла данишмән адәмниң кичиккинә ахмақлиғи униң нам-абройини булғайду.
2 Дана кишиниң жүриги оң тәрәптики дурус йолда, ахмақниң жүриги болса, уни хата сол йолға башлайду.
3 Қандақла йол билән әқли кам жүрмисә, униң униңға сағлампикирлик йетишмәйду вә һәммә нәрсидин униң ахмақлиғи көрүнүп туриду.
4 Әгәр башлиғиңниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңни ташлап кәтмә, чүнки сениң қениңниң соғлиғи әһвални җөндәйду.
5 Мана бу қуяш астида болуватқан бир хаталиқ, уни һоқуқи барлар өткүзиду:
6 Улар ахмақларни мәнсәплик орунларға қойиду, қабилийәтликләр болса, төвән орунларда олтириду.
7 Мән қулларни атларда жүргинини көрдүм, бәгләр болса қуллардәк пиядә жүриду.
8 Бирси үчүн ора колиған, өзи униңға жиқилиши мүмкин вә тамни бузғанни илан чеқивелиши мүмкин.
9 Ташларни тошиғучи зориқип кетиши мүмкин. Ким отун ярса, җараһәтлиниши мүмкин.
10 Әгәр палта қашаңлашса вә уни иштәтмисә, көпирәк күч салисән. Дана болсаң утуқлуқ болисән.
11 Әгәр илан рамчи уни течлатмиғичә чеқивалса, у чағда рамчидин немә пайда.
12 Данишмән еғизидин чиққан сөзләр — яхшилиқтур, лекин ахмақниң гекитиги өзи үчүн һалактур.
13 Униң сөзлириниң башлиниши — ахмақлиқ, гәплириниң ахири дәрткә йетәкләйдиған әқилсизлик.
14 Надан көп сөзләрни қилиду. Бирму киши кәлгүсидә немә йүз беридиғинини билмәйду. Униңдин кейин немә болидиғинини ким униңға ейтип бериду?
15 Наданниң әмгиги уни һардуриду, чүнки у һәтта шәхәргә йолни тепишниму билмәйду.
16 Һалиңға вай, йәр, әгәр сениң падишайиң кичик бала болса вә бәглириң мәшрәпкә амрақ болса!
17 Шу йәр бәхитликтур кимниң падишаси мәшһур қәбилидин болуп, униң бәглири өз вақтида йәп-ичип, харақкәш әмәсләр!
18 Һорунлуқтун өгүз тешилар вә бели бошлуқтин өйидин су өттәр.
19 Мәшрәпни көнүл ечиш үчүн қилиду вә шарап өмрүңни хошал қилиду, күмүч болса, һәммә нәрсигә җавап бериду.
20 Һәтта ойлириңдинму падишани яманлима вә ятақханаңда байларни қарғима, чүнки асман қуши сениң сөзүңни йәткүзүп, қанатлиқ гепиңни мәлум қилиду.