Вәз 3:1—22
3 Һәммә нәрсиниң өз вақти-саати бар вә һәр
Қандақ ишниң асман астида өз мәзгили бар:
2 Туғулидиған һәм өлүдиған вақит бар,
Олтарғузидиған һәм уни жулудиған вақит.
3 Өлтүридиған һәм сақайтидиған вақит бар,
Вәйран қилидиған һәм қурудиған вақит.
4 Жиғлайдиған һәм күлүдиған вақит бар,
Қайғурудиған һәм уссул ойнайдиған вақит.
5 Ташларни ташлайдиған һәм уларни жиғидиған
Вақит бар, қучақлайдиған һәм қучақлардин
Қачидиған вақит бар.
6 Издәйдиған һәм жүтиридиған вақит бар,
Сақлайдиған һәм ташлайдиған вақит.
7 Жиртидиған һәм тикидиған вақит бар,
Унчуқмайдиған һәм сөзләйдиған вақит.
8 Яхши көрүдиған һәм өч болудиған вақит бар,
Урушниң һәм течлиқниң вақтиму бар екән.
9 Инсан балиси қилған барлиқ ишлири үчүн немә пайда алиду?
10 Мән Худа адәмләргә шуғуллинишқа бәргән ишларни көрдүм.
11 У өз вақтида һәммә нәрсини әҗайип гөзәл қилған еди. Һәтта уларниң жүригигә мәңгүлүкни салған еди, гәрчә адәм балиси һечқачан һәқиқий Худаниң қилған паалийәтлирини баштин аяққичә чүшинәлмәйду.
12 Мән шуни чүшәндимки, улар үчүн өмридә хошал болуп, яхшилиқ қилиштин әвзәл һечнемә йоқ екән.
13 Шундақла қандақту-бир киши һаятида йәп-ичип, һәрқандақ әмгигиниң һалавитини көрсә, бу Худаниң соғисидур.
14 Мән шуни билдимки, һәқ Яратқучи қиливатқан барлиқ нәрсә әбәдий болидикән. Буниңға һечнәрсини йә қошалмайсән, йә алалмайсән. Һәқиқий Тәңри буни инсанларниң Униңдин әтийәт қилиши үчүн тәстиқлиди.
15 Немә болған болса, шула һазирму болуватмақта вә кәлгүсидә болудиған нәрсә өтмүштә болған еди. Лекин һәқ Худа өтүп кәткәнни яңливаштин тикләватиду.
16 Мана, йәнә немини қуяш астида көрдүм: сот орни, амма у йәрдә қанунсизлиқ, адиллиқниң җайи, лекин у йәрдә һәққанийсизлиқ.
17 Шу чағда мән өзәмгә: «Һәққанийниму һәм рәзилниму Худа Өзи сотлайду, чүнки һәрхил ишниң вә мәшғулатниң вақти бар»,— дедим.
18 Мән шундақла инсанларға нисбәтән мундақ дедим: һәқ Худа уларни тәкшүрәп, уларниң һайванларға охшаш екәнлигини көрсәтмәктә.
19 Сәвәви, адәмләрниңму вә һайванларниңму ахири охшаш: булар өлгәндәк, әвуларму өлиду вә һәммисидә охшашла роһ. Демәк, адәм балисиниң һайванлар алдида һечбир артуқчилиғи йоқ, буму, мана, қарға яримаслиқ.
20 Һәммиси бир орунға кетиду. Барлиғи топидин яритилди һәм барлиғи топиға қайтиду.
21 Ким билиду, адәмләрниң роһи әршкә чиққамду яки һайванларниң роһи төвәнгә, йәргә чүшәмду?
22 Шуни көрдүмки, инсан үчүн өз меһнитидин хурсәнлик тепип, шатлиништин артуқ һечнәрсә йоқкән, чүнки бу униң мукапити. Сәвәви, ким униңға арқисида немә болудиғинини көрситәләйду?