Йәрәмия 3:1—25
3 Мундақ дәйду: «Әгәр киши аяллии қоювәткән болса һәм у униңдин кетип, башқа бир әргә тәгсә, андин дәсләпки ери яңливаштин уни қайтурувалса боламду?»
Бу зимин өзини бәк булғимидиму?
«Сән нурғунлиған ойнашлириң билән
паһишәлик қилдиң, әнди сән Маңа қайтип
келәләмсән?— дәйду Йәһва Худа.—
2 Көзлириңни егизликләргә қаратқин:
қәйәрләрдә сениң билән зинахорлуқ қилмиди?
Сән йолларниң дохмушлирида олтирип
уларни күткән едиң, гоя әрәп чөлдә
йолувчи-йолдашларни күткәндәк.
Сән өз йериңни бузуқчилиқ һәм
зулумлуқ билән напаклаштурдиң.
3 Шуңлашқа ямғур-йешинлар тутулуп,
сәндә баһарниң ямғури болматти.
Лекин сениң чирайиң паһишә аялниң
чеһридәк, сән уятни билмәйсән.
4 Лекин әнди сән Мени чақирисән:
“Сән — мениң Атам!
Сән яшлиғимниң достидур.
5 Немә үчүн Сән аччиқлинип, мәңгү
гуналиримға нәпрәтлинисән?”
Мана, мошундақ сөзләп, сән өз яман
ишлириңни техиму қиливатисән».
6 Йәһва Йошия падишаниң күнлиридә маңа мундақ гәп қилди: «Сән көрдүңму, Исраилниң хаин қизи немә қилди? У һәрқандақ егиз таққа берип, һәрқандақ мәнзирилик дәрәқниң астида бузуқчилиқ қилди.
7 Һәтта бу хүнүк ишлардин кейин Мән униң қайтип келишини өтүнсәмму, у қайтқуси кәлмиди. Йәһудия чекингән һәдисиниң қилиқлириға қарап жүрди.
8 Мән буниң һәммисини байқап, хаин Исраилни қоювәттим һәм униңға Мени сатқини үчүн талақ қолхетини бәрдим. Амма униң имансиз сиңлиси Йәһудия қорқмиди, әксичә, у өзи паһишәлик қилишқа башлиди.
9 Исраил зина қилип, һәммигә мәлум болсиму, буниңда яманлиқ көрмәй, йерини булғавәтти. У Маңа ташлар һәм дәрәқләр билән сатқунлуқ қилип, үз өрди.
10 Буниң барлиғиға қаримай, униң етиқатсиз сиңлиси Йәһудия пүтүн жүригидин Маңа қайтмиди. У пәқәт көз-көз қилип, қайтип кәлди»,— дәйду Йәһва Рәбб.
11 Андин Йәһва маңа: «Исраилниң чекингән қизи Йәһудиядин көрә һәққанийирақ чиқмақта.
12 Бар һәм шималға ушбу сөзләрни ейт: “Исраилниң алдамчи қизи, қайтқин,— дәйду Йәһва”. “Мән силәргә сүрлүк қаримаймән, чүнки Мән вападармән,— дәйду Йәһва”. “Мән мәнгү ғәзәпләнмәймән.
13 Пәқәт өз әйивиңни бойниңға алғин, сәвәви, сән Худайиң Йәһваға қарши чиқтиң. Сән ятларға йол ечип, һәрқандақ йоған дәрәқниң астида берилип, Мениң авазимни аңлимидиң,— дәйду Йәһва”».
14 «Қайтип келиңлар, Мәндин чәтнигән хаин-оғуллирим!»— дәп чақириватиду Йәһва. «Чүнки пәқәт Мән — силәрниң Егәңлар. Мән һәрбир шәһәрдин бирдин вә һәрбир қәбилидин иккидин елип, силәрни Сионға әкелимән.
15 Мән силәргә қәлбимгә яқидиған падичиларни беримән һәм улар силәрни әқил-идрәк һәм сағлампикирлик билән бақиду.
16 Шу күнләрдә силәр көпийип, йәрни толтурисиләр мәзкүр зиминда»,— дәйду Йәһва. «Башқа әнди ейтмайду: “Йәһва келишиминиң сандуғи!” Униң һәққидә башқа ойлимайду һәм уни әскә алмайду, вә уни яңливаштин ясимайду.
17 Ушбу вақитта Йерусалимни Йәһваниң тәхти дәп атайду һәм Йерусалимда Йәһваниң исмини мәдһийиләш үчүн барлиқ хәлиқләр жиғилиду. Улар әнди алдамчи жүригиниң тәрсалиғиға әгишип жүрмәйду».
18 «Шу заманда Йәһуда өйи билән Исраил өйи биллә маңиду. Улар бирлишип, шимал йеридин чиқип, Мән атилириға варислиққа бәргән йәргә келиду.
19 Мән ойлидим: “Қандақ хошаллиқ туйғуда сени оғуллиримниң арисиға қошуп, хәлиқләрниң арисидики әң әҗайип мирасни бәрдим!” Мән силәрни әнди Мени: “Бизниң Атимиз!”— дәп атайду һәм Мениңдин чәтнимәйду.
20 “Силәр болсаңлар, исраиллиқлар, Маңа хаинлиқ қилип, аяли өз ерини ташлиғандәк, иш қилдиңлар”,— дәйду Йәһва Тәңри».
21 Тағларниң үстидә Исраил оғуллириниң
жиғиси билән товлашлири аңланмақта,
чүнки улар йолини бурап,
Худайи Йәһвани унтуған еди.
22 «Қайтип келиңлар, әкетилгән балилирим!
Мән силәрни бесадиқлиғиңлардин давалаймән».
«Мана, биз Саңа маңдуқ, чүнки
Сән Йәһва — бизниң Илаһимиз.
23 Һәқиқәтән, биз өзүмизни алдап,
тағ-дөңләрдә башқа илаһларни
махтап, мәйрәмләрни өткүзүптимиз.
Һәқиқәтән, пәқәт Худайимиз Йәһвада
Исраилниң ниҗати моҗут!
24 Жиркиничлик бутлар атилиримизниң
әмгигини яшлиғимиздин башлап йәп
болди: қойлирини, сийирлирини,
оғуллирини һәм қизлирини.
25 Һазир болса, биз уятта қалдуқ һәм
шәрмәндичилик бизни япти.
Сәвәви, биз Рәббимиз Йәһваниң алдида
Униңға қарши көп гуна өткүздуқ.
Биз һәм бизниң әҗдатлиримиз
яшлиғимиздин башлап, бүгүнки күнгичә
Атимиз Йәһваға қулақ салмаптимиз».