Мәтта 8:1—34
8 У тағдин чүшкәндин кейин, униң кәйнидин көп адәмләр әгишип маңди.
2 Униң йениға бир мохо кесилигә гириптар киши келип һәм тазим қилип, мундақ деди: «Һакимдарим, әгәр сиз халисиңизла, мени тазилалайсиз».
3 Әйса қолини сунуп, униңға тәккүздидә вә: «Халаймән, тазилан»,— деди. У киши шу чағдила моходин тазиланди.
4 Әйса униңға: «Қара, һечкимгә бу тоғрисида ейтмиғин, бирақ берип роһанийға көрүнгин һәм уларға гувалиқ үчүн Муса буйруған һәддийәни апарғин»,— дәп ейтти.
5 У Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгәндә, бир йүзбеши алдиға берип ялвурди:
6 «Һакимдарим, малийим паләч болуп қелип, өйдә қаттиқ қийнилип ятиду».
7 Әйса униңға: «Мән келип, уни сақайтимән»,— деди.
8 Йүзбеши җававән: «Һакимдарим, өйүмгә киришиңизгә лайиқ әмәсмән, бирақ сөзүңизни ейтсиңизла, малийим сақийип кетиду.
9 Мәнму буйруқ астидики адәм һәм мениңму буйруғум астида әскәрлирим бар. Мән биригә: “Маң!”— десәм, маңиду, йәнә бирсигә: “Кәл!”— десәм, келиду, шундақла қулумға: “Монуни қилғин!”— десәм, қилиду».
10 Буни аңлап, Әйса һәйран қалди вә кәйнидин әгәшкәнләргә: «Растини ейтиватимәнки, Исраилда һечкимдә мән мошундақ күчлүк етиқатни тапалмидим.
11 Амма силәргә дәймәнки, шәриқ билән ғәриптин нурғунлири келип, асман Падишалиғиниң дәстихинида Ибраһим, Исһақ вә Яқуп билән биллә олтириду,
12 Падишалиқ оғуллири болса қараңғулуққа пеқиртип ташлиниду. У йәрдә улар жиғлап, чишлирини ғучурлитиду».
13 Андин Әйса йүзбешиға: «Бар. Етиқатиң бойичә болсун»,— деди. Шу мәзгилдила униң малийи сақайди.
14 Әйса Петрусниң өйигә кәлгәндә, Петрусниң қейинаниси орун тутуп йетип қелип, қизип кәткәнлигини көрди.
15 У униң қолиға тәккәндила, һарарити өтүп кәтти. Аял орнидин туруп, униңға хизмәт қилишқа башлиди.
16 Кәч киргәндә, Әйсаниң йениға җинлар чаплашқан көплигән адәмләрни елип кәлди һәм у сөз билән роһларни қоғлап, барлиқ бемарларни сақайтти,
17 шундақ қилип, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ: «У бизниң ағриқлиримизни өзигә алди һәм бизниң кесәллиримизни бойнида көтәрди», дегән сөзләр орунланди.
18 Әйса өп-чөрисигә жиғилған көплигән кишиләрни көрүп, башқа тәрәпкә үзүшни буйриди.
19 Бир Тәврат устази униңға йеқинлишип: «Устаз, қәйәргиму бармисаң, мән кәйниңдин жүримән»,— деди.
20 Лекин Әйса униңға: «Түлкиләрниңму өңкүрлири, асман қушлириниңму угилири бар, лекин инсан Оғлиниң баш қойғидәк җайи йоқ»,— деди.
21 Шунда башқа шагирти униңға: «Һакимдарим, авал атамни йәрләшкә рухсәт қилғин»,— деди.
22 Әйса униңға: «Кәйнимдин жүргин, өлүкләр* өзлириниң өлгәнлирини йәрлисун»,— деди.
23 У қолваққа олтарғанда, шагиртлири униң кәйнидин маңди.
24 Бир дәмдила деңизда қаттиқ боран чиқип кәттидә, һәтта қолвақни долқунлар бесишқа башлиди, Әйса болса ухлавататти.
25 Улар уни охитип: «Һакимдаримиз, өлүп кетиватимиз, бизни қутулдурғин!»— деди.
26 Бирақ у уларға: «Немидин шунчилик қорқуп кәттиңлар, етиқати аҗизлар?»— дәп орнидин туруп, боран билән деңизни тиничландурди вә мутлақ тиничлиқ басти.
27 Кишиләр аң-таң қелип, бир-бирсигә: «Бу адәм кимду, һәтта боранлар билән деңиз униңға беқиниватидиғу?»— дейишти.
28 У Гадара дегән тәрәпкә кәлгәндә, униң алдиға қәбирстанлиқтин җинлар чаплашқан икки адәм чиқти. Улар шунчилик вәһши едики, у йол билән меңишқиму һечким җүръәт қилалматти.
29 Улар: «Худа Оғли, сениң биз билән немә ишиң? Сән бизни бәлгүләнгән вақиттин авал қийнашқа бу җайға кәлдиңму?»— дәп вақирашти.
30 Улардин нерирақ җайда бир чоң чошқа падиси отлап жүрәтти.
31 Җинлар униңға ялвуруп: «Әгәр бизни қоғлап чиқармақчи болсаң, бизни чошқа падисиға әвәтивәткинә»,— дәп ялвурди.
32 У уларға: «Чиқиңлар!»— деди. Улар һелиқи адәмләрдин чиқип, чошқиларниң тенигә кирди һәм пүткүл пада өзлирини ярдин деңизға ташлап, чөкүп кәтти.
33 Падичилар болса жүгрәп, шәһәргә келип һәммә нәрсә тоғрисида, шу әснада җинлар чаплашқан адәмләр билән немә болғанлиғиниму, ейтип бәрди.
34 Шу чағда пүтүн шәһәр Әйсаниң алдиға чиқти. Уни көрүп, улар униңдин өлкисидин кетишини ялвурди.
Изаһәтләр
^ Роһий җәһәттин өлгәнләр.