Қанун шәрһи 13:1—18
13 Әгәр араңлардин пәйғәмбәр яки келәчәкни чүш арқилиқ ейтип бәргүчи пәйда болса вә саңа бир бәлгү яки мөҗүзә көрсәтсә,
2 шу бәлгү йә аламәт әмәлгә ашса, у саңа: “Җүрүңлар, силәр билмәйдиған башқа худаларға берип, уларға хизмәт қилайли”,― десә,
3 у пәйғәмбәрниң яки чүш көргүчиниң сөзлиригә қулақ салма. Сәвәви, шу арқилиқ Худайиңлар Йәһва силәрни синаватиду, чүнки У силәрниң Худайиңлар Йәһвани пүткүл жүригиңлар һәм пүткүл җениңлар билән сөйүшиңларни билгүси келиду.
4 Йәһва Яратқучиңниң кәйнидин әгәшкин вә Униңдинла қорққин. Униң вәсийәтлирини сақлиғин, Униң авазини тиңшиғин, Униңғила хизмәт қилғин вә Униңғила чаплашқин.
5 Әву пәйғәмбәрни вә чүш көргүчини силәрни Мисир йеридин, қуллуқ өйидин қутқузған Худайиңлар Йәһвадин чәтнитип кетишкә күч салғанлиғи үчүн, өлүмгә мәһкүм қилиңлар. Улар силәрни Худайиңлар Йәһва көрсәткән йолдин чиқириш үчүн җүръәт қилғанлиғини рәт қилғин. Шундақ қилип, араңдики зулумни йоқитисән.
6 Әгәр акаң яки иниң, оғлуң яки қизиң, сөйүмлүк аялиң яки йеқин ағинәң астиртин сени ишәндүрүшкә урунуп: “Җүргинә берип, башқа худаларға хизмәт қилайли, сән һәм атилириң билмигән
7 әтрапиңдики хәлиқләрниң вә жирақ йәрләрдики әлләрниң илаһлириға ибадәт қилайли”,― десә,
8 улар билән келишмәй тиңшимиғин. Уларни сениң көзүң айимисун, уларға ич ағритма вә уларниң гунайини япма.
9 Әксичә, уларни өлтүргин. Әң авал сениң қолуң, андин пүткүл хәлиқниң қоли униңда болсун.
10 Уни чалма кесәк қил, чүнки у сени Мисирдин, қуллуқ өйидин, қутулдурған Худайиң Йәһвадин чәтнәштурушқа урунған еди.
11 Барлиқ Исраил бундақ вақиәни аңлап, қорқуп кетиду вә кәлгүсидә мошундақ ишларни қилмайду.
12 Әгәр Йәһва Худайиң саңа бәргән қандақту-бир шәһириңдә
13 араңдин рәзил адәм пәйда болуп, барлиқ турғунларни алдап: “ Җүрүңлар, силәр билмәйдиған башқа худаларға берип, уларға хизмәт қилайли”,― десә,
14 у чағда сән уни тепип, сораштуруп, яхши тәтқиқ қил. Әгәр бу сөз ениқ һәқиқәт болуп чиқса, әгәр мошу жиркиничлик нәрсә араңда йүз бәргән болса,
15 у чағда шу шәһәрниң барлиқ турғунлирини қилич билән өлтүривәт. Бу җайни ләнәткә тутқин һәм униңдики барлиқ нәрсини һәм уларниң мелини қилич билән чапқин.
16 Униңдики барлиқ олҗини шәһәр мәйданиниң оттурисиға жиғип, отқа салғин. Шундақла пүткүл шәһәрни вә униң мүлкини Худайиң Йәһваға көйдүрмигә әкәлгин. Бу шәһәр мәңгү харабилиққа айлансун, уни һечқачан тикләшкә рухсәт йоқ.
17 Йәһва Өз ғәзивини тиничландуруши үчүн, ләнәт қилинған һечнәрсә қолуңға чаплашмисун. Худа шу чағда саңа рәһим-шәпқәт көрситип, Өзи атилириңға қәсәм бәргәндәк, сени көпәйтиду.
18 Әгәр Яратқучиң Йәһваниң авазини тиңшап, Униң бүгүн мән саңа вәсийәт қиливатқан барлиқ тәләплирини орунлисаң, сән Худайиң Йәһваниң алдида тоғра иш қилисән.