Қанун шәрһи 25:1—19

25  Әгәр адәмләрниң арисида талаш-тартиш иши чиқип қалса, уларни сотқа әкелип, ишини қараштурсун. Һәқ адәмни ақартсун, әйипкарни җазалисун.  Әгәр әйиплик киши җазаға лайиқ болса, сотчи уни ятқузуп, өзиниң назарити астида, униң гунайи бойичә, санақлиқ урушқа буйрисун.  Уни 40 қетим урушқа болиду, униңдин артуқ әмәс, чүнки бурадәриң көз алдиңда көплигән таяқтин хорлинип кәтмисун.  Хаман тәпкән өкүзниң ағзини таңма.  Әгәр ака-инилар биллә яшаватқан болса вә уларниң арисидин бирси оғул тапмай өлүп кәтсә, унда өлгәнниң аяли чәттики бир адәмгә турмушқа чиқмаслиғи лазим. Йолдишиниң акиси яки иниси у аялни хотунлуққа елип, қериндашлиқ борчини ада қилсун.  У аял туққан тунҗа оғли өлүп кәткән йолдишиниң намида болиду. Шундақ қилип, униң исми Исраилда йоқалмайду.  Әгәр йолдишиниң акиси яки иниси келинигә өйләнгүси кәлмисә, у чағда тул келин дәрвазиниң қешидики ақсақалларға берип: “Еримниң қериндиши өз акисиниң исмини Исраилда тикләшни халимайватиду, мениң билән қейинағилиқ нека қиймайватиду”,— дәйду.  Шунда шәһәрниң ақсакаллири у кишини чақиртип сөзлишиду. Әгәр у өз нийитидә туруп: “Униңға өйләнгүм йоқ”,— десә,  шу чағда униң келини ақсақаллар қөзичә униңға йеқинлишип, бир айиғидин өтүгини йешип,үзигә түккүрүп, мундақ дәйду: “Мана, өз қериндишиға өйини тиклимәйдиған адәмгә Исраилда мошу ишни қилиду”. 10  Шуниң билән, у кишиниң нами Исраилда “аяқ кийими йешилгәнниң өйи” болуп қалиду. 11  Өзара әрләр урушқанда, бирсиниң аяли ерини қутулдуруш үчүн, қолини созуп, башқа әр кишиниң җинсий әзасини тутувалса, 12  униң қолини чепивәт, көзүң уни айимисун. 13  Дорбаңда икки түрлүк тараза ташлири болмисун , бирси еғирирақ, йәнә бирси йенигирәк. 14  Өйүңдә икки түрлүк өлчәм қачилири болмисун, бирси йоғанирақ, йәнә бирси кичигирәк. 15  Тараза теши сениңда дайим тоғра, өлчәм қачисиму тоғра болуши лазим. Шундақ һаләттә Йәһва Худайиң саңа бериватқан йәрдә күнлириңни узартиду. 16  Сәвәви, Һөкүмран Йәһваниң алдида буни қиливатқан вә һәрқандақ натоғрилиқни яхши көридиған һәрким жиркиничликтур. 17  Сениң билән Амалик Мисирдин чиқиватқан йолда қандақ иш қилғанлиғини әстә сақлиғин. 18  У сени йолда учритип, сән һерип қалғанда, кәйниңдә аҗизлишип кетиватқанларни қиривәткән. У Худадин қорқмиған еди. 19  Худайиң Йәһва саңа мирасқа бәргән йәрдә, Йәһва һәммә тәрәптин сени барлиқ дүшмәнлириңдин тиничландурғанда, Амаликниң хатирисини асман астидин йоқатқин.

Изаһәтләр