Қанун шәрһи 34:1—12

34  Муса Моаб түзләңлиқлиридин Нибо теғиға, Пизгаһ чоққисиға чиқти. Шу Йерихаға қарши җайдин Йәһва униңға барлиқ йәрни , Гилиадтин Данғичә,  Нәпталимниң, Әпрайимниң вә Манассәниң, һәтта ғәрбий деңизғичә Йәһуданиң йерини көрсәтти.  Шундақла йәнә Нәгәв билән Йордан тәвәсини вә хормилар шәһири дәп аталған Йерихани вадиси билән Зоарғичә көрсәтти.  Йәһва униңға: «Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа қәсәм билән: “Сениң әвладиңға беримән!”— дәп вәдә қилған йәр-зимин мошу, Мән саңа уни көрүшкә имканийәт бәрдим, лекин сән униңға кирмәйсән»,— деди.  Шуниң билән Йәһваниң қули Муса шу йәрдә, Йәһваниң сөзи бойичә, Моаб түзләңликлиридә вапат болди.  Моаб йеридә Бәйт-Пигорға қарши вадида Муса дәпин қилинди вә униң қәбрини һечким ушбу күнгичә билмәйду.  Муса өлгән вақитта 120 яшта еди, амма униң көзи өткүр вә күч-қудрити йоқимиған еди.  Мусаға Исраил оғуллири Йерихаға йеқин җайда 30 күн жиға-зерә қилишти. Ахири Муса үчүн матәм вә пәрияд күнлири өтүшти.  Нунниң оғли Йәшуа данишмәнлик роһиға толди, чүнки Муса униңға қоллирини қойған еди. Униңға барлиқ Исраил оғуллири беқинди вә һәммә нәрсини, Йәһва Мусаға әмир қилғинидәк, қилишти. 10  Исраилда Мусадәк, Йәһва уни үзмү-үз билидиған башқа пәйғәмбәр болмиди. 11  Буни шуниңдин билгили болидуки, Йәһва уни Мисир йеригә пирәвн вә униң дөлити һәм барлиқ қуллири үстидин бүйүк карамәтләрни вә мөҗүзиләрни қилишқа әвәткән еди. 12  Шундақла қудрәтлик вә көтирилгән қоли арқилиқ Муса Исраил алдида қилған бүйүк дәһшәтләрдин буниңға көз йәткүзимиз.

Изаһәтләр