АИЛИЛӘР ҮЧҮН ЯРДӘМ
Меһир-муһәббәтни қандақларчә көрситишкә болиду?
Жиллар өткәнсири әр-аял бир-биригә болған меһир-муһәббитини бурунқидәк көрсәтмәслиги мүмкин. Әгәр некаңизда әһвал әшундақ болса, әндишә қилишиңиз керәкму?
Сиз немини билишиңиз керәк?
Мәһкәм нека меһир-муһәббәткә асасланған. Адәмниң тени сағлам вә күчлүк болуши үчүн, у дайим тамақ вә суға муһтаҗ болғандәк, некани мустәһкәмләш үчүн меһир-муһәббәтни дайим көрситиш керәк. Һәтта онлиған жиллардин кейинму, әр-аяллар бир-биригә чин жүрәктин көйүнүши лазим.
Һәқиқий меһир-муһәббәт «шәхсий мәнпәитини көзлимәйду». Чин жүрәктин сөйидиған киши қешидики адәмниң бәхитлик болушини халайду. Шуңлашқа у меһир-муһәббитини пәқәт өзи халиғандила билдүрмәйду, әксичә у өмүрлүк яриниң назук сезимләргә қачан муһтаҗ екәнлигини чүшинишкә тиришиду һәм шу муһтаҗлиқни қанаәтләндүрүшкә интилиду.
Адәттә, әр кишиләргә қариғанда аяллар яриниң муһәббитини билдүрүшигә көпирәк муһтаҗ. Әр киши аялини чоңқур сөйүши мүмкин. Амма өз муһәббитини күн башланғанда яки аяқлашқандила, яки пәқәт җинсий мунасивәтниң алдидила изһар қилса, аяли йолдишиниң униңға һәқиқәтән көйүнидиғанлиғиға гуманлиниши еһтимал. Меһир-муһәббәтни күн давамида ипадиләш нәқәдәр яхши.
Сиз немә қилалайсиз?
Меһир-муһәббитиңизни сөзләр билән билдүрүң. «Мән сени сөйүмән, җеним» яки «қәдирлигим» охшаш аддий сөзлириңизниң арқисида яриңиз өзини әтиварлиқ сезиду.
Муқәддәс китап принципи: «Жүрәкниң молчилиғидин еғиз сөзләйду» (Мәтта 12:34).
Мәслиһәт: Назук сөзләрни ейтиш биләнла чәкләнмәң. Яриңизға бир парчә хәт, электронлуқ хәт яки қисқа учур әвәтип туруң.
Меһир-муһәббитиңизни ишлар арқилиқ көрситиң. Қучақлаш, сөйүп қоюш яки қол тутуш «Мән сени яхши көрүмән» дегиниңиз һәқиқәтән чин қәлбиңиздин чиқиватқанлиғини көрситиду. Юмшаққинә сийлап-сийпаш, сөйгү билән қараш яки бәзидә соғиларни қилиш сәмимий сөйгү-муһәббитиңизни ипадиләйду. Аялиңизға сомкиларни көтириш, ишикни ечиш, қача-қомуч вә кийим жуюш яки тамақ етиштәк ишларда ярдәм бериң. Көп аяллар үчүн буниң һәммиси — пәқәтла ярдәм халас, муһәббәтниң ипадиси!
Муқәддәс китап принципи: «Бир-биримизгә пәқәт сөзүмиз яки тилимиз биләнла әмәс, бәлки ишимиз... бойичә меһир-муһәббәт көрситәйли» (Йоһанниң 1-хети 3:18).
Мәслиһәт: Өмүрлүк җүптиңизгә турмуш қуруштин авал муһәббәтләшкән вақтиңиздәк назук муамилә қилиң.
Бир-бириңларға вақит бөлүң. Яриңиз билән ялғуз қелиш нека риштилирини мустәһкәмләйду вә өмүрлүк җүптиңизни униң билән биллә вақит өткүзүш сиз үчүн интайин яқидиғанлиғиға ишәндүриду. Әлвәттә, балилириңиз бар болса яки рәтләйдиған ишлириңиз интайин көп болса, бир-бириңларға шәхсий көңүл бөлүш қийин болуши мүмкин. Ундақта, бәлким қандақту бир аддий ишларни, мәсилән сәйлигә биллә чиқишни, пәқәт өмүрлүк яриңиз билән қилишни ойлаштуруп көрүң.
Муқәддәс китап принципи: «Муһимирақ нәрси[ләр]гә көз йәткүз[үңләр]» (Филипиликләргә 1:10).
Мәслиһәт: Ишлар билән бәнт болушиға қаримастин, бәзи әр-аяллар биллә вақит өткүзүш мәхсити билән бир ахшамни яки бир дәм елишни биллә өткүзүшни қарар қилиду.
Яриңиз немини халайдиғанлиғини биливелиң. Һәрбир адәмниң назук сезимләргә болған муһтаҗлиғи һәртүрлүк. Өмүрлүк җүптиңиз билән сөзлишип, назук сезимлириңизни қандақларчә билдиришиңизни һәм йәнә немә қилишиңизни халайдиғанлиғи тоғрисида сорап көрүң. Кейин, яриңизниң һәммә муһтаҗлиқлирини қанаәтләндүрүш үчүн күч чиқириң. Аилиниң мәһкәм болуши үчүн меһир-муһәббәтни билдүрүш бәк муһим екәнлигини есиңиздин чиқармаң.
Муқәддәс китап принципи: «Меһир-муһәббәт... өз мәнпийитини көзлимәйду» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 5).
Мәслиһәт: Җориңиздин меһир-муһәббитини көрситишини тәләп қилишниң орниға, өзүңиздин мундақ дәп сораң: «Җорам мени техиму яхши көрүши вә меһир-муһәббитини көпирәк билдүрүши үчүн өз тәрипимдин немә қилалаймән?»