Мәзмунға өтүш

АИЛИЛӘР ҮЧҮН ЯРДӘМ | НЕКА

Телефонни өз вақтида қоллиниш

Телефонни өз вақтида қоллиниш

 Телефонни қоллиниш нека риштиңларни күчәйтиши яки бузуши мүмкин? Улар силәрниң никайиңларға қандақ тәсир қилиду?

 Сиз немини билишиңиз керәк?

  •   Телефонни даналиқ билән қоллиниш нека риштилирини күчәйтәләйду. Мәсилән бәзи әр-аяллар бу қурулмиларни бир-бири билән алақилишиш үчүн пайдилиниду.

     «“Мән сизни сөйүмән” яки “сизни сеғиндим” дегән икки еғиз иллиқ сөз билән учурни әвәтсәм, бу бизни бир-биримизгә йеқинлаштуриду» (Джонатан).

  •   Телефонни натоғра қоллиниш нека риштисини бузуши еһтимал. Мәсилән, бәзи кишиләр телефонлириға бағлинип қелип, бир-биригә көңүл бөлүшкә вақит чиқиралмайду.

     «Әгәр мән телфонимға чаплишип қалмиған болсам, йолдишим маңа көпирәк көңүл бөлгән боллати» (Юлисса).

  •   Бәзиләр бирла вақитта җүптүм билән сөзлишип, телефонму ишлитәләймән дәп ейтиду. Җәмийәтшунас Шерри Тёркли бу «ойдурма» дәп бирла вақитта бирнәччә ишни қилиш мүмкин әмәслигини тәкитләйду. Гәрчә кишиләр бирла вақитта бирнәччә ишни әмәлгә ашуруш яхши дәп ойлисиму, бу һәқиқәтән ундақ әмәс. Жуқурида сөзлири кәлтүрүлгән җәмийәтшунасниң ейтишичә, әслидә қиливатқан ишимиздин йәнә башқа алған һәрбир қошумчә вәзипә түпәйлидин үнүмимиз пәсийиду. a

     «Ерим билән параңлишип олтириш маңа яқиду. Лекин у гәплишип олтирип, телефони билән бәнт болғанда, маңа у мени унтуп қалди дегән ой келиду» (Сара).

 Хуласә. Телефонни қандақ қилип пайдилинидиғанлиғиңиз некайиңизни күчәйтиду яки униңға зиян кәлтүриду.

 Сиз немә қалалайсиз?

 Сиз үчүн немә муһим екәнлигини ениқлаң. Муқәддәс китапта: «Муһимирақ нәрсигә көз йәткүзүңлар»,— дәп йезилған. Өзүңиздин: «Телефон җүптүмгә керәк болған вақтимни вә диққитимни оғриватамду?»— дәп сорисиңиз болиду.

 «Әр-аялниң ресторанда олтирип, өз телефонлириға чаплишип қалғанлиғини көрүш ечинарлиқ, һә! Биз телефонлиримизниң қулиға айлинип қелишимизни вә әң муһим нәрсини, йәни бир-биримизниң қәдир-қиммәтлик мунасивитимизни унтуп қелишимизни халимаймиз» (Мэтью).

 Чәкни қоюң. Муқәддәс китапта: «Данасизлардәк әмәс, бәлки данишмән кишиләрдәк болушуңлар үчүн жүрүш-турушиңларға диққәт билән беқиңлар, чүнки зулум дәвирдә яшаватимиз, шуңа вақитни дурус пайдилиниңлар»,— дәп йезилған (Әфәсликләргә 5:15, 16). Өзүңиздин сораң: «Һәммә учурларға улар кәлгәндила җавап беришниң орниға, җиддий әмәс болған учурларни оқушқа вә уларға җавап беришкә кейинирәк вақит чиқиралаймәнму?»

 «Телефонимни үнсиз һаләткә қоюп, андин қолайлиғирақ вақитта учурларға җавап беришниң пайдилиқ екәнлигини байқидим. Әслидә кәлгән қоңғурақ, учур яки электронлуқ хәткә чапсанла җавап беришни тәләп қилидиған һаят-маматлиқ мәсилә камдин-кам учрайду» (Джонатан).

 Ишиңизни имканийәтниң баричә ишта қалдуруң. Муқәддәс китапта: «Һәммә ишниң вақти бар, һәммә нәрсиниң вақти-саати бар»,— дәп йезилған (Вәз 3:1). Өзүңиздин сораң: «Телефоним арқилиқ ишимда қилидиған ишларни өйдә қиливатқиним некайимға тәсир қиливатамду? Мениң җүптүм бу тоғрилиқ немә дәйду?»

 «Телефон арқилиқ һәр йәрдиму, һәр вақиттиму ишләләймиз. Аялим билән биргә вақит өткүзгинимдә, телефонимни дайим тәкшүрмәслик вә ишқа бағланған мәсилиләрни һәл қилмаслиқ үчүн көп һәрикәт қилишимға тоғра кәлди» (Мэтью).

 Өмүрлүк җүптиңиз билән телефонни қандақ пайдилинидиғанлиғиңизни муһакимә қилиң. Муқәддәс китапта: «Һәрким өзиниң пайдисини әмәс, башқисиниң пайдисини издисун»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24). Җориңиз билән телефониңларни қандақ қоллиниватқанлиғиңларни вә зөрүр болса, қандақ өзгиришләр қилиш керәклигини очуқ муһакимә қилиңлар. Буни бу мақалидә кәлтүрүлгән «Муһакимә қилиш үчүн соаллар» дегән рамкини көрүп чиқиштин башлисиңиз болиду.

 «Әгәр аримиздин бири телефон яки планшеттин һәддидин зиядә көп пайдилинидиғанлиғини сәзсәк, ерим иккимиз бу һәққидә сәмимий вә очуқ параңлишимиз. Биз шундақ қийинчилиқлар пәйда болалайдиғанлиғини чүшинимиз, шуңа бир-биримизниң сөзигә вә ой-пикригә қулақ селишқа тиришимиз» (Даниэль).

 Хуласә. Телефониңиз ғоҗайиниңиз әмәс, хизмәткариңиз екәнлигигә көз йәткүзүң.

a «Reclaiming Conversation—The Power of Talk in a Digital Age» намлиқ китаптин елинған.