ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ
Муқәддәс китап маңа қандақ ярдәм берәләйду? 1-қисим. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш
«Муқәддәс китапни оқушқа тиришаттим, бирақ бу китапни узақ вақит оқуш керәклигини ойлисамла, қолға алғум кәлмәйду» (Бриана, 15 яш).
Сизму шундақ һис-туйғуда? Ундақта бу мақалә сизгә ярдәм берәләйду!
Немә үчүн Муқәддәс китапни оқуш керәк?
Муқәддәс китапни оқуш зерикишликму? Әгәр шундақ болса, буни чүшинишкә болиду. Бәлким һәриплири ушшақ бесилған, бирәр парчә рәсим йоқ, нәччә миң бәтлик китапни оқуғандин көрә теливизордин яки интернеттин филимләрни көрүшни әвзәл дәп ойлайдиғансиз.
Лекин бираз ойлинип беқиң: әгәр ғәзнигә толған бир сандуқни тепивалған болсиңиз, ичидә немиләр барлиғини көрүшни халимамсиз?
Муқәддәс китап ғәзнигә толған сандуққа охшайду. У йәрдә даналиққа еришишиңизгә ярдәм беридиған нурғун үнчә-мәрвайитлар бар. Мәсилән:
тоғра қарар чиқириш
ата-ана билән тил тепиш
һәқиқий достларни тепиш
бесимға қарши күрәш қилиш
Шундақ қедимий китап бүгүнки күндә қандақму әмәлий болиду? Чүнки «Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған» (Тимотийға 2-хәт 3:16). Демәк, бу Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрниң әң ишәнчилик мәнбәдин, йәни Яратқучидин кәлгәнлигини билдүриду.
Муқәддәс китапни қайси усулда оқушум керәк?
Муқәддәс китапни оқушниң усуллиридин бири, уни бешидин ахирғичә оқуп чиқиш. Бу Муқәддәс китап һәққидә умумий чүшәнчигә егә болушиңизға ярдәм бериду. Бу китапни оқушниң һәрхил усуллири бар. Төвәндики икки усулни көрүп чиқайли:
Муқәддәс Язмиларниң һәммә 66 китавини, йәни Яритилиш китавидин башлап, Вәһий китавиғичә оқуп чиқсиңиз болиду.
Муқәддәс китапни вақит тәртиви, йәни өз ара бағлинишлиқ вақиәләрниң йүз бәргән тарихий тәртиви бойичә оқуп чиқсиңиз болиду.
Мәслиһәт: «Муқәддәс китап. Йеңи Дуния тәрҗимисиниң» А7 қошумчә изаһитидин Әйсаниң йәр йүзидики һаятида йүз бәргән муһим вақиәләр вақит тәртиви көрситилгән мәлуматни тепишқа болиду.
Муқәддәс китапни оқушниң иккинчи усули сиз дуч келиватқан қийинчилиқлар билән бағлинишлиқ вақиәләрни тепиш. Мәсилән:
Ишәнчилик достларни тепишни халамсиз? Ундақта Йонатан билән Давутниң достлуғи һәққидики Муқәддәс китапниң үзүндисини оқуп чиқиң (Самуилниң 1-язмиси 18—20 баплар). Кейин Давутниң қайси пәзиләтлири уларниң йеқин достлуқ орнитишиға қандақ ярдәм бәргәнлиги һәққидә ойлинип көрүң.
Езиқтурушларға қарши туруш қарариңизни мустәһкәмләшни халамсиз? Йүсүп пәйғәмбәр қандақ қилип езиқтурушқа қарши турғанлиғини оқуп чиқиң (Яритилиш 39-бап). Кейин Йүсүп езиқтурулушқа қарши туруш үчүн қәйәрдин күч алғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң.
Худа дуалириңизни тиңшайдиғанлиғиға болған ишәнчиңизни мустәһкәмләшни халамсиз? Нәһәмия пәйғәмбәр һәққидики вақиәни оқуп чиқиң (Нәһәмия 1 вә 2 баплар). Униң дуасиға қандақ җавап берилгәнлигиниң испатлирини издәң.
Мәслиһәт: Диққитиңизни Муқәддәс китапни оқушқа көпирәк мәркәзләштүрүш үчүн тинч җайни тепиң.
Муқәддәс китапни оқушниң үчинчи усули бирәр вақиә яки Зәбур китавиниң бир үзүндисини оқуп, кейин сиз үчүн қандақ пайдиси барлиғи һәққидә ойлап беқиң. Оқуп чиққандин кейин өз-өзүңиздин төвәндикиләрни сораң:
Немә үчүн Йәһва Худа буни Муқәддәс китапқа яздурған?
Бу үзүндидин Йәһва Худаниң пәзиләтлири вә көзқариши һәққидә немини биливалдим?
Оқуғанлиримни һаятимда қандақ қоллансам болиду?
Мәслиһәт: Мәхсәт қоюң! Муқәддәс китапни оқушни башлимақчи болғанлиғиңизниң күнини йезип қоюң.